нигерийәдә боко һарам қәтлиам йүргүзди

нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарам бир кечидә 75 кишини өлтүрди.

1480126
нигерийәдә боко һарам қәтлиам йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, нигерийә парламенти армийә ишлири комитетиниң башлиқи вә җәнубий борно палата әзаси әли ндуме, террорлуқ тәшкилати боко һарамниң, борно өлкисигә қарашлиқ гвоза районида бир кечидә 75 кишини өлтүргәнликини, боко һарамниң һуҗумлири сәвәбидин гвоза хәлқиниң хәвп ичидә икәнликини тәкитләп мундақ дегән: «палата әзаси болуш сүпитим билән, мәнму гвозаға баралмайватимән. чүнки, хәтәрлик. һуҗумлар сәвәбидин һәр күни инсанлар өлүп кетиватиду. дөләт хәвпсизлик күчлиримиз  аманлиқни сақлаш үчүн  имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрситиватиду, лекин, вәзийәт интайин җиддий. буниңдин башқа йәнә, район хәлқи ачарчилиққа дуч кәлмәктә. аммиви тәшкилатлар болмиған тәқдирдә, әһвал техиму йаманлишип кетиши мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر