җон байдин демократларниң пирезидент намзатлиқини қобул қилди

америкада демократларниң интернетта өткүзүлгән қурултийида җо байдин партийәниң рәсмий пирезидент намзати болди.

1476781
җон байдин демократларниң пирезидент намзатлиқини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 2020-йили 3-нойабирда өткүзүлидиған 59-нөвәтлик пирезидентлиқ сайламлиридин бурун өткүзүлгән демократ партийәниң төт күнлүк қурултийида, җо байдинниң пирезидентлиқ кандидатлиқи рәсмий қобул қилинди.

җо байдин йурти делавейра (Delaware) да мухбирлар болған чейс сентирда интернет арқилиқ қурултайға қатнашти. у америка пирезиденти трамп үстидин ғәлибә қилиш үчүн барлиқ демократлар билән бирликтә күчиниң беричә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини вәдә қилди.

77 йашлиқ җо байдин демократ партийәниң пирезидент намзатлиқини рәсмий қобул қилғанлиқини җакарлиди.

җумһурийәтчи партийәму вухән вируси (kovid-19) сәвәбидин интернетта өткүзүлгән қурултайниң әң ахирқи күни болған27-авғуст пирезидент трампниң рәсмий намзатлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر