хостондики хитай консулханисиниң хадимлири дөлитигә қайтти

америка қошма иштатлириниң йолйоруқиға асасән хостондики тақалған хитай консулханисиниң хадимлири дөлитигә қайтти.

1474939
хостондики хитай консулханисиниң хадимлири дөлитигә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: дүшәнбә кечиси пайтәхт бейҗиңға йетип барған хитай дипломатлар, ташқи ишлар министири ваң йи вә униң һәмраһлиқидики һәйәт тәрипидин айродурумда қарши елинди.

америка қошма иштатлири һөкүмити 22 – ийул күни, тексас иштатиниң хостон шәһиридики консулхана бинасиниң сиртида түникә қачиларниң ичидә һөҗҗәтләргә от қойуп көйдүрүветилгәнлики мәлум қилинғандин кейин, хитай консулханисиниң 72 саәт ичидә тақилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәниди.

хитай һөкүмитиму буниңға җавабән, 24 – ийул күни америка қошма иштатлириниң сичүнниң чеңду шәһиригә җайлашқан  консулханисини 72 саәт ичидә тақаш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر