«әрдоған ‹севрес шәртнамиси› дин итиқамини алди»

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғаниң «севрес шәртнамиси» дин интиқамини алғанлиқини йазди.

1466032
«әрдоған ‹севрес шәртнамиси› дин итиқамини алди»

түркийә авази радийоси хәвири: гезитниң «аридин йүз йил өткәндин кейин  ‹севрес шәртнамиси› дин итиқам» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән ливийә баш министири файиз әссәрраҗниң, шималий африқа вә ақдеңизда истиратегийәлик ойунниң йөнилишини өзгәртиш үчүн унтулғусиз бир келишимни имзалайдиған көркәм вә һәммә тәрипидин тарих пурап туридиған бир җайға еһтийаҗи барлиқи әскәртилди.

хәвәрдә, буниң үчүн истанбулдики долмабаһчә сарийиниң мукәммәл бир җай икәнлики, бу йәрдә әрдоған билән сәрраҗниң 2019 – йили нойабир билән 2020 – йили феврал арилиқида келишим тоғрулуқ уда 4 қетим көрүшкәнлики қәйт қилинди.

траблус һөкүмитиниң, ливийәгә һәрбий вә арқа сәп тәминати йардими бериш бәдилигә  «әнқәрәниң шәрқий ақдеңиздики арзусини қандуруш» қа қарита деңиз саһәлириниң чәк – чегралирини тарайиш пиринсипини қобул қилғанлиқи илгири сүрүлгән хәвәрдә, әрдоғанниң, 2019 – йили 16 – декабир күни сәрраҗ билән долмабаһчә сарийида иккинчи қетим көрүшкәндин кейин бәргән байанатида, «бу һәрбий вә енергийә келишими сайисида <севрес шәртнамиси> ни йиртип ташлидуқ» дегәнлики, әрдоғанниң «бу арқилиқ <севрес шәртнамиси> дин итиқам алдуқ» дәп қарайдиғанлиқи оттуриға қойулди.

гезитниң хәвиридә, йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлириниң, сүрийәдә террорлуқ тәшкилати даешқа қаши күрәш қилиш үчүн (бөлгүнчи) террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к  ға йардәм бәргәнлики тәкитләнди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016 – йилқи һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунушидин кейин, түркийәниң сүрийә чеграсида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши кәң даирилик күрәшни қанат йайдуруватқанлиқи билдүрүлгән хәвәрдә мундақ дейилди: «мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш тәшәббусидин кейинки басқучта, әрдоған вә униң ашқун оңчил шериклириниң нәзиридә, мәсилә йеңи <севрес шәртнамиси> тузиқидин сақлиништур.»

хәвәрдә йәнә, айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиш тарихиниң тасадипийлиқ әмәслики,  дәрвәқә, 24 – ийулниң «лозан шәртнамиси» ниң 97 – йил күни икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر