америка тақиветилгән хитай консулханиси тоғрисида байанат бәрди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, хитайниң хостондики консулханисини «җасуслуқ вә пикир мүлүки оғрилиқиниң мәркизи» гә айлинип қалғанлиқини илгири сүрди.

1461275
америка тақиветилгән хитай консулханиси тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо, калифорнийәдики ричард никсон пирезидентлиқ кутупханиси вә музейида сөз қилип, хитай дөләт рәиси ши җинпиңни «йимирилгән бир һакиммутләқ идиологийәниң мәстаниси» деди.

у сөзини давамлаштуруп, «хитай коммунистик партийәси һәрқандақ бир йат дүшмәндинму бәкрәк хитай хәлқиниң сәмимий пикирлиридин қорқиду. америка хитай хәлқи билән һәмкарлиқ орнитип, уларни күчләндүрүши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

министир помпейо хитай мәсилисидә америка билән охшаш қарашқа игә дөләтләргә хитаб қилип, «дунйаниң әркин милләтлири болуш сүпитимиз билән хитай коммунистик партийәсиниң һәрикәтлиригә қарши техиму йеңи вә қәтий йолларни тутушимиз керәк. бейҗиң даирилириниң қилмишлири хәлқлиримизгә вә байашатлиқимизға тәһдит салмақта» деди.

у, хитайға қарита техиму қәтий чариләрни йолға қойушқа башлиғанлиқлирини билдүрүп, «техиму мушу һәптә хитайниң хостондики консулханисини тақивәттуқ, чүнки у йәр җасуслуқ вә пикир мүлүки оғрилиқи мәркизи сүпитидә ишлитимәктә иди» деди.

америка сәйшәнбә күни консулхана бинасиниң сиртида материйалларниң көйдүрүлүватқанлиқи тоғрисида мәлум қилиш учури тапшуруп алғандин кейин тексас иштатиниң хостон шәһиридики хитай консулханисини тақиветиш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәниди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси вай вебин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, қарарниң хәлқара мунасивәтләрниң нормал өлчәмлиригә хилап икәнликигә ишарәт қилған һалда, «бу қәдәм хитай вә америка хәлқи оттурисида орнитилған көврүкниң йеқилиши дегәнлик болиду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر