хитай американиң чеңдудики консулханисини тақиветишни қарар қилди

хитай, америка қошма иштатлириға чеңду шәһиридики америка консулханисини тақивитиш тоғрисида йолйоруқ чүшүрди.

1461140
хитай американиң чеңдудики консулханисини тақиветишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат берип, 22 – ийулда вашингтон даирилириниң хитайниң американиң хостон шәһиридики консулханисини тақиветиш тоғрисидики буйруқидин кейин, чеңдудики америка консулханисиниң иҗазәтнамәсиниң бикар қилинғанлиқини уқтурди.

министирлиқ мәзкур қарарға «америка қошма иштатлириниң мәнтиқисиз ташланған қәдимигә қайтурулған зөрүр вә йоллуқ җаваб» дәп баһа бәрди.

америка һөкүмити 22 – ийулда тексас иштатиниң хостон шәһиридики хитай консулханисиниң 72 саәт ичидә тақиветилиши тоғрисида йолйоруқ чүшүргән вә қарарниң чиқирилиш сәвәбигә изаһат берип, хитайниң бу йәрдики консулханисиниң «җасуслуқ вә пикир мүлүки оғрилиқиниң мәркизи» гә айлинип қалғанлиқини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر