боко һарам 5 инсанпәрвәрлик йардәм хадимини өлтүрди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәдә террорлуқ тәшкилати боко һарам гөрүгә еливалған 5 нәпәр инсанпәрвәрлик йардәм хадимини өлтүрди.

1460114
боко һарам 5 инсанпәрвәрлик йардәм хадимини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: боко һарам аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә һәмбәһирләшкән 35 секунтлуқ видеода, алдинқи ай тәшкилат тәрипидин гөрүгә еливелинған 5 нәпәр инсанпәрвәрлик йардәм хадиминиң етип өлтүрүветилгәнлики көрүлиду.

бу видео тоғрулуқ,  бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик маслаштуруш ишханиси тәрипидин техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

террорлуқ тәшкилати боко һарам, 2019 – йили декабир ейидиму 4 нәпәр инсанпәрвәрлик йардәм хадимини өлтүрүвәткәниди.

нигерийәдә 2000 – йиллардин буйан паалийәт елип бериватқан террорлуқ тәшкилати боко һарамниң 2009 – йилдин буйанқи аммиви зораванлиқ һәрикәтлиридә 20 миңдин артуқ киши өлди.

тәшкилат, 2015 – йилдин буйан дөләтниң чегра қошнилири камерун, чад вә нигердиму һуҗумларни елип барди. тәшкилатниң чад көли вадисида елип барған һуҗумлирида кәм дегәндә 2 миң киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر