каталонийәдә испанийә падишаһиниң зийаритигә қарши намайиш өткүзүлди

парламентлиқ ханлиқ түзүми билән башқурулидиған испанийәдә падишаһ алтинчи фелипниң каталонийә аптоном районидики зийарити мустәқиллиқ тәрәпдари қатламниң наразилиқ намайишиға дуч кәлди.

1458600
каталонийәдә испанийә падишаһиниң зийаритигә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин испанийәдики 17 аптоном районда айрим – айрим һалда зийарәттә болған падишаһ алтинчи фелипниң каталонийә зийаритидә наразилиқ намайиши йүз бәрди.

испанийә дөлити вә ханлиқ түзүмигә қарши мустәқиллиқ тәрәпдари каталонийә иҗтимаий органлири, таррагона шәһиригә барған падишаһ алтинчи фелипқа наразилиқ билдүрүш үчүн барселонаниң гирона вә фигуерес шәһәрлири оттурисидики тез пойиз йолида мәсилә туғдурди.

төмүр йоли үстидә камерларни көйдүрүп қатнашни тосувалған мәзкур гуруппиниң һәрикити сәвәбидин 14 пойиз қатнишиниң тохтитилғанлиқи, икки миңдәк йолучиниң буниң тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.

падишаһ зийарәттә болуватқан таррагонада бир черкавға йеқин йәрдә өткүзүлгән намайишқа сақчилар мудахилә қилди؛ сақчилар билән намайишчилар оттурисида йүз бәргән сүркилиштин кейин бир намайишчиниң назарәт астиға елинғанлиқи билдүрүлди.

каталонийәдики мустәқиллиқ тәрәпдари сийасий партийәләр болса, сақчиларниң намайишчиларға қилған мудахилисигә наразилиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر