б д т балилар фонди: йәмәндә 9 пуқраниң җениға замин болған һуҗум толиму қорқунчлуқ әһвал

бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди (UNICEF) йәмәнниң шималидики җәвф шәһиридә 9 пуқраниң җениға замин болған һуҗумниң толиму қорқунчлуқ әһвал икәнликини билдүрди.

1456198
б д т балилар фонди: йәмәндә 9 пуқраниң җениға замин болған һуҗум толиму қорқунчлуқ әһвал

бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фондиниң йәмәндики иш беҗириш орниниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «җәвф шәһиридә пуқраларниң җениға замин болған вә йариландурған һуҗум һәққидики биз тапшурувалған доклат бизни толиму һәйран қалдурди. балилар һәмишә, болупму <вухән вируси> мәзгилидә қоғдилиши керәк. дөләттә уруш қиливатқан барлиқ тәрәпләрни зораванлиқ һәрикәтлиригә хатимә беришкә вә пуқраларни қоғдашқа чақиримиз.»

йәмәндики иран йардәм бериватқан һусийлар, сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң дөләтниң шималидики җәвф вилайитигә қилған һава һуҗумида иккиси айал болуп, җәмий 9 пуқраниң қаза қилғанлиқини, 5 балини өз ичигә алған 7 пуқраниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.

узун йиллардин буйан муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә һусийлар, 2014 – йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районларни контрол қилмақта. сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири болса, 2015 – йили марттин  буйан һусийларға қарши һәрбий һәрикәтләрни елип берип, йәмән һөкүмитигә йардәм бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر