«130 милйон адәм созулма характерлик ачарчилиққа дучар болуши мумкин»

ковид – 19 түпәйли бу йил 130 милйондин артуқ адәмниң созулма характерлик ачлиққа дучар болуш еһтималиниң барлиқи билдүрүлди.

1454698
«130 милйон адәм созулма характерлик ачарчилиққа дучар болуши мумкин»

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң италийә мәркәзлик органлири, ашлиқ вә йеза – игилик тәшкилати, дунйа ашлиқ пилан мәһкимиси, хәлқара йеза – игилик тәрәққийат фонди, б д т пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати – йунеско вә дунйа сәһийә тәшкилати қатарлиқлар тәййарлиған «б д т 2020 дунйа ашлиқ бихәтәрлики» доклати елан қилинди.

доклатта көрситилишичә, дунйадики ач адәм сани 2018 – йилиға селиштурғанда 2019 – йили 10 милйон адәм көпийип тәхминән 690 милйонға йеқинлашқан.

ачарчилиқниң сан җәһәттә асийада көп икәнлики, бирақ африқада тез сүрәттә ешиватқанлиқи әскәртилгән доклатта, асийаниң 381 милйон адәм еғир дәриҗидә толуқсиз узуқлинидиған қитә икәнлики, бу санниң африқада 250 милйон, латин америка билән кариб әллиридә болса 48 милйон икәнлики тоғрисидики учурларға орун берилди.

мәзкур доклатни тәййарлиған бәш тәшкилатниң, 5 йил илгири «2030 да ачарчилиққа хатимә бериш нишани» ни бекитип чиққанлиқи, бирақ, бу нишанға йетишниң гуманлиқ икәнлики билдүрүлди. ачарчилиқниң нөвәттики ешиш сүрити давамлашқан тәқдирдә, «нөл ачарчилиқ» нишаниға йәткили болмаслиқ бир тәрәптә туруп турсун, 2030 – йилиға барғанда ачарчилиққа муптила болидиған инсан саниниң 840 милйондин ешип кетиш еһтималиниң барлиқи оттуриға қойулди.

ковид – 19 ниң дунйа ашлиқ системисидики сәзгүрлүк вә йетәрсизликни еғирлаштурувәткәнлики әскәртилгән доклатта, «б д т ниң тәкшүрүшигә қариғанда, ковид – 19 сәвәбидин 2020 – йилиниң ахириға барғанда 130 милйондин артуқ адәмниң созулма характерлик ачлиқ басқучиға қәдәм қойушиниң еһтимали барлиқи» тоғрисида агаһландуруш берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر