шарлот шәһиридә қанлиқ вәқә йүз бәрди

американиң шималий каролина иштатидики шарлот (Charlotte) шәһиридә өткүзүлгән очуқ һава паалийитидә қанлиқ вәқә йүз бәрди.

1440924
шарлот шәһиридә қанлиқ вәқә йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири:  американиң шималий каролина иштатиға җайлашқан шарлот шәһиридә өткүзүлгән очуқ һава көңүл ечиш паалийитидә оқ чиқириш вәқәси йүз бәрди. вәқәдә икки җенидин айрилип, йәттә киши йариланди.

шарлот-мекленбург сақчи идарисиниң мәсуллиридин җонни җенниңс (Johnny Jennings) бу һәқтә байанат елан қилип, америкада қуллуқ түзүм бикар қилинған «19-ийун» (Juneteenth) күнини тәбрикләшниң давами сүпитидә өткүзүлгән очуқ һава көңүл ечиш паалийитидә, йерим кечә вақтида оқ чиқирилғанлиқини билдүрди.

у оқ чиқириш вәқәсидә, икки кишиниң җенидин айрилип, йәттә кишиниң йариланғанлиқини әскәртти. у вәқә йүз бәргән җайда оқ чиқарған бирдин көп кишиниң барлиқини, оқ чиқирилғанда қачқан бәш кишигә аптомобил соқулғанлиқини қәйт қилди.

йариланған 12 киши дохтурханиға апирилди, әмма вәқәниң тәпсилатиға мунасивәтлик мәлуматлар берилмиди.

2020-йили 25-май америка миннесота иштатиниң миннеполис шәһиридә қара тәнлик җорҗ флойд (George Floyd) сақчиларниң зораванлиқи сәвәбидин җенидин айрилған болуп, буниңға қарши һәр қайси җайларда кәң көләмлик намайишлар партлиған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر