хитайда хәлқараниң шунчә қаттиқ наразилиқлириға писәнт қилмастин ит гөши фестивали йәнә башланди

хитайниң һәр қайси җайлиридин содигәрләр йүлин шәһиридики гөш базирида ит вә мүшүк гөши сетиш үчүн сәл болуп ақмақта.

1440926
хитайда хәлқараниң шунчә қаттиқ наразилиқлириға писәнт қилмастин ит гөши фестивали йәнә башланди

түркийә авази радийоси хәвиривирус йуқуми тунҗи қетим оттуриға чиққан хитайда, 10 күн давамлишидиған ит гөши фестивалиниң шунчә қаттиқ наразилиқларға писәнт қилмастин  йәнә башланғанлиқи диққәтни тартмақта.

 «Sky News» ниң хәвәр қилишичә, гәрчә хитайда вирус йуқумиға қарши тәдбирләр даирисидә, итларниң пада һайванлар салаһийити әмәлдин қалдурулған болсиму, гуаңши өлкисигә қарашлиқ йүлин шәһиридә түнүгүн башланған талаш-тартишлиқ «личи вә ит гөши фестивали»да, миңлиған ит боғузлинип базарға селинмақта.

һайванатларниң һәқ- һоқуқини қоғдиғучи хәлқара мәдәний җәмийити (HSI) ниң хитай мутәхәссиси петер ли ит гөшиниң йеңи кесәлликләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи вә кишиләрниң саламәтлики үчүн хәтәрлик  икәнлики һәққидә мәхсус агаһландуруш елан қилди.

петер ли йеқинқи йилларда көрүлгән йуқумниң охшимиған иммонит системисиға игә һайванлардин келип чиққанлиқини тәкитләп,  ит гөшиниңму йеңи түрдики йуқумларни пәйда қилишта йошурун күчкә игә икәнликини билдүрди.

хитайниң һәр қайси җайлиридин содигәрләр йүлин шәһиридики гөш базирида ит вә мүшүк гөши сетиш үчүн сәл болуп ақмақта.  

петер ли хитайниң ит гөши содисини чәкләш үчүн мәхсус қанун чиқиришқа еһтийаҗлиқ икәнликлирини қаттиқ җекилиди.

хитайда ит гөшиниң  12 милйон 300 миң долларлиқ сода һәҗимигә йәткәнлики диққәтни тармақта.

хитай йеза игилики министирлиқи ковид -19 йуқумиға қарши елинған тәдбирләр даирисидә, итларниң деһқанчилиқ һайванлири әмәс, әрмәк һайванлар сүпитидә қобул қилинидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر