халилзад афғанистанлиқлар оттурисида музакирәләрниң башлинишини халайдиғанлиқлирини ейтти

американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад талибан билән афғанистанлиқлар оттурисида музакирәләрниң башлинишиға аз қалғанлиқини ейтти.

1434643
халилзад афғанистанлиқлар оттурисида музакирәләрниң башлинишини халайдиғанлиқлирини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң афғанистан алаһидә вәкили халилзад твиттерда байанат елан қилип, талибан билән афғанистан һөкүмити оттурисида давамлишиватқан әсирләрни алмаштуруш ишлириниң қисқа вақит ичидә ахирлишишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у әң муһим мәқсәтниң афғанистанлиқлар оттурисида музакирәләрниң башлиниши икәнликини әскәртип, бу мәқсәткә әң қисқа вақит ичидә йетидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у һәр икки тәрәпниң тинчлиқ мусаписини аҗизлитишни халайдиған бәзи кишиләрниң алдини тосуш үчүн, бирликтә хизмәт қилиши керәкликини вә һазирғичә тинчлиқ үчүн қилинған барлиқ хизмәтләрниң иҗабий икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر