шиветсийәликләрму җорҗ флойд вәқәсигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди

америка қошма иштатлирида қара тәнлик америка пуқраси җорҗ флойдниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлүши вәқәсигә шивесийәниң пайтәхти ситокһолмдиму наразилиқ билдүрүлди.

1429091
шиветсийәликләрму җорҗ флойд вәқәсигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ситокһолмниң сегел торг мәйданиға топланған намайишчилар «кочилиримизда ирқчиларниң болушини халимаймиз» вә «тиналмайватимән» дәп шоарларни товлиди. «тиналмайватимән» флойдниң җан үзүштин бурунқи ахирқи сөзлири иди.

намайишта, вухән вируси (ковид – 19) ға қарши күрәшниң асаслиқ шәрти болған иҗтимаий арилиқни сақлаш бәлгилимисигә риайә қилинмиғанлиқи үчүн, сақчилар билән намайишчилар оттурисида күчлүк дәталашлар болуп өтти؛ сақчилар бәзидә намайишчиларға йаш аққузуш гази пүркиди.

ситокһолм сақчи идариси байанатчиси матс ериксон, намайишичиларни күшкүрткән бәзи кишиләрниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурди.

намайишчиларниң гуруппиларға бөлүнүп ситокһолм кочлириға тарқалғанлиқини әскәрткән ериксон, намайишчиларниң орунлаштурғучиларниң йардими сайисида техиму көп вәқәләрниң йүз беришиниң алди елинғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

американиң миннеаполис иштатида 25 майда йүз бәргән вәқәдә, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойд назарәт астиға елиниш җәрйанидики «тиналмайватимән» дегән иңрашлириға қаримай, сақчиниң тизини бойниға қойуп бесишни давамлаштуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғаниди.

вәқә, шу күндин буйан америка қошма иштатлириниң барлиқ шәһәрлиридә пат – пат зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишларниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر