иран йавропа әллирини җорҗ флойд вәқәсигә сүкүт қилиш билән әйиблиди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, иран йавропа әллирини җорҗ флойд вәқәсигә сүкүт қилиш билән әйиблиди.

1428380
иран йавропа әллирини җорҗ флойд вәқәсигә сүкүт қилиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, йавропа иттипақиға әза дөләтләрни, америка қошма иштатлириниң миннеаполис шәһиридә сақчи зораванлиқи нәтиҗисидә җенидин айрилған җорҗ флойд вәқәсигә мунасивәтлик намайишларға қарита сүкүт қилиш билән әйиблиди.

муһәммәд җәвад зәриф твиттер адреси арқилиқ йазма байанат елан қилип, америка шәһәрлириниң «һәрбий күч ишлитилидиғанлиқи тоғрисидики тәһдитләр билән бирликтә намайишчилар вә таратқуларға қаритилған рәһимсиз сийасәтләргә сәһнә болғанлиқи»ни ейтти.

йавропа иттипақиға әза дөләтләрни америкадики вәқәләргә сүкүт қилиш билән әйиблигән зәриф, «ғәрблик болмиған җәмийәтләрдики вәқәләргә қарита тез сүрәттә һөкүм чиқиридиған, содийәлик қилидиған йавропа иттипақи дөләтлири, бу қетим гас қилғучи сүкүнатини давамлаштурмақта. йавропа иттипақи дөләтлири америка қошма иштатлириниң хәлқ вә медийаға йүргүзгән рәһимсиз сийасәтлиригә сүкүт қилидиған болса, еғизини мәңгүлүк етиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

америкада 25 – майда назарәт астиға елиниш җәрйанидики сақчи зораванлиқи нәтиҗисидә җенидин айрилған җорҗ флойд үчүн дөләт миқйасида - бәзи җайларда бузғунчилиқ қилиш, от қойуш, болаш вә сүркилишләргә сәһнә болған – намайишлар өткүзүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر