аргентинада җорҗ флойдқа адаләт тәләп қилиш намайиши өткүзүлди

җәнубий америка дөлити аргентинада, америка қошма иштатлирида җорҗ флойдниң сақчи зораванлиқи нәтиҗисидә җенидин айрилишиға қарши намайиш өткүзүлди.

1428389
аргентинада җорҗ флойдқа адаләт тәләп қилиш намайиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: аргентина пайтәхти буенос айресниң мәркизидики обелиско мәйданиға топланған нурғун адәм, җорҗ флойд үчүн адаләт тәләп қилиш вә америкадики намайишчиларни қоллаш мәқситидә америка сода башқармиси бинасиниң алдиғичә йүриди.

қоллирида «җорҗ флойд үчүн адаләт» дегән хәт йезилған пилакатларни көтүрүвелишқа намайишчилар, америка пирезиденти доналд трампға қарши шоарларни товлиди.

америкада 25 – майда назарәт астиға елиниш җәрйанидики сақчи зораванлиқи нәтиҗисидә җенидин айрилған җорҗ флойд үчүн дөләт миқйасида - бәзи җайларда бузғунчилиқ қилиш, от қойуш, болаш вә сүркилишләргә сәһнә болған – намайишлар өткүзүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر