ливийә армийәси пайтәхт айродурумини қутқузуш үчүн һәрикәт башлиди

ливийә армийәси дөләтниң шәрқидики ғәйрий рәсмий қораллиқ күчләрниң рәһбири болған хәлифә һәфтәр қисимлириниң ишғали астидики тириполи хәлқара айродурумини қутқузуш һәркитини рәсмий башлиғанлиқини елан қилди.

1428602
ливийә армийәси пайтәхт айродурумини қутқузуш үчүн һәрикәт башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә армийә байанатчиси муһәммәд кунуну тириполи айродурумини қутқузуш айродуруминиң рәсмий башланғанлиқини вә армийә қисимлириға пайтәхтниң җәнубидики сәпләрдин қачқан һәфтәр қораллиқ күчлири панаһлиниватқан айродурумға илгириләш буйруқиниң чүшүрүлгәнликини билдүрди.

у армийә қисимлириниң йеқинқи икки күндә һәрикәткә тәййарлиқ қилиш даирисидә, айродурум әтрапидики районларни контроллуқ астиға алғанлиқини әскәртти.

у армийә қисимлириниң йеқинқи бир һәптидә тириполиниң җәнубидики барлиқ һәрбий лагерларни һәфтәр қораллиқлиридин қутқузғанлиқини؛ һава армийә қисимлириниң йеқинқи бир қанчә саәт ичидә айродурум җайлашқан каср бин гашир райони билән айродурум ичигә йошурулған икки танкини пачақлап ташлиғанлиқини қәйт қилди.

һәфтәр қораллиқ күчлириниң җәң мәйданидин 48 җәсәтни қалдуруп қачқанлиқи билдүрүлди, әмма тәпсилий мәлумат берилмиди.

сиртәдә һәфтәрниң сепидә уруш қиливатқан русийәлик икки киралиқ әскәрниң вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлиқи вә икки әскәрниң йуқумланғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر