б д т йәмәндә йемәклик баһасиниң өрләп кәткәнлики тоғрисида агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа ашлиқ пилан мәһкимиси, вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин йәмәндә йемәклик баһасиниң өсүп кетиватқанлиқини уқтурди.

1416333
б д т йәмәндә йемәклик баһасиниң өрләп кәткәнлики тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т дунйа ашлиқ пилан мәһкимиси йәмән ишлири ишханиси тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, йуқум сәвәбидин йәмәндә йемәклик баһасиниң өсүп кәткәнликини, бу әһвалниң нурғун кишигә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қойди.

байанатта, йәмән хәлқиниң җан томури һесаблиниватқан инсанпәрвәр йардәмләрниң давамлишишиниң зөрүрлүки тәкитләп өтүлди.

йәмән сәһийә министирлиқи, һөкүмәт контроллуқидики районларда вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң 10 ға, йуқумланғучилар саниниң 65 кә йәткәнликини елан қилди.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә, иранниң қоллиши астидики һусийлар, 2014 – йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана (сәна) вә башқа бир қисим районларни контрол қилип келиватмақта, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә күчләр 2015 – йили марттин буйан һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.

5 йилдин көпрәк вақиттин буйан давамлишиватқан йәмәндики тоқунушларда миңлиған киши һайатидин айрилди. дунйадики әң намрат дөләтләрниң бири болған йәмәндики ички уруш сәвәбидин күчийиватқан инсаний киризиси қорқунчлуқ дәриҗигә йәтти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиға қариғанда, бу дөләттики 22 милйондин артуқ адәм йардәм вә қоғдашқа моһтаҗ болуп, пакиз суға еришәлмәслик, озуқлуқ йетишмәслик, дора вә давалаш буйумлири кәмчил болуш қатарлиқ сәвәбләр йуқумлуқ кесәлликләрни чиллимақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر