афғанистан һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулда бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип 4 адәм йариланди.

1414935
афғанистан һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул җамаәт хәвпсизлик идариси байанатчиси фирдәвс фарамарз байанат берип, таһийә мәскән районида йол бойиға орунлаштурулған 4 бомбиниң пуқралар өтүп кетиватқан әснада партлитилғанлиқини, вәқәдә 4 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

йәнә афғанистанниң пактийа вилайитидиму кимлики намәлум кишиләр, җамәдин чиқиватқан җамаәтни оққа тутуп 3 кишиниң җениға замин болди.

пактийа валийлиқ мәһкимиси байанатчиси абдуллаһ һасрат байанат берип, түнүгүн кәчтә кимлики намәлум қораллиқ кишиләрниң пакниң дәнт патан наһийәсидә җамәдин чиқиватқан пуқраларни оққа тутуп, 3 кишиниң җениға замин болғанлиқини билдүрди.

һазирғичә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر