баб наһийәсидики  терроролуқ һуҗумида  11 пуқра йариланди

сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә  бир қута ичидики бомба  иптар вақтида  партлап, 11 пуқра йариланди.

1414750
баб наһийәсидики  терроролуқ һуҗумида  11 пуқра йариланди

түркийә авази радийоси хәвири түркийә армийәсиниң «фират қалқини һәрикити» (2017-йили 3-айниң 29-күнидин 8-айниң 24-күнигичә) арқилиқ террорлуқтин тазиланған баб райониниң мәркизидики рай йоли дәпму билинидиған ават кочида бир қута бомба партилиди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида һуҗумда кәм дегәндиму 11 пуқраниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

от өчүрнш әтрити отқа мудахилә қилди, йариланғанлар баб дохтурханисиға орунлаштурулди.

партилаштин кейин, әтрапқа мадди зийан йәтти.

нәқ мәйданни тәкшүрүватқан йәрлик бихәтәрлик қисимлири һуҗумниң бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати YPG / PKK тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқини ойлашмақта.

тел рифат вә мунбич районлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң ишғалийити астида болуп, баб, азәз, җәраблус вә африн районлиридиму пат пат терорлуқ паалийәтлирини садир қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر