«<вухән вируси> ниң тарқилишиға хитайдики деңиз мәһсулатлири йемәклик базири сәвәб болди»

дунйа сәһийә тәшкилати «вухән вируси» ниң оттуриға чиқишиға шәпәрәңниң сәвәб болғанлиқини, хитайдики деңиз мәһсулатлири йемәклик базириниң  вирусниң кәң тарқилишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.

1413848
«<вухән вируси> ниң тарқилишиға хитайдики деңиз мәһсулатлири йемәклик базири сәвәб болди»

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати йемәклик бихәтәрлики вә һайванларға алақидар йуқумлуқ кесәлликләр мутәхәссиси петер бен ембарек, видео конферанс васитиси арқилиқ өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитайдики деңиз мәһсулатлири йемәклик базириниң «вухән вируси» ниң оттуриға чиқишида роли барлиқини тәкитләп мундақ деди: «наһайити рошәнки, вирусниң оттуриға чиқишида вухәндики деңиз мәһсулатлири йемәклик базириниң роли бар, әмма биз бу базарниң қандақ рол ойниғанлиқини билмәймиз. вирусниң башлиниш нуқтиси, вухәндики базар болуши мумкин, йаки базар вә униң әтрапида тасадипий оттуриға чиққан болушиму мумкин. <вухән вируси> ниң  оттуриға чиқиш мәнбәси шәпәрәңдур, әмма бу мәсилини чоңқур тәкшүрүш керәк. бәлким, алди билән, һайванлар бу вирусни базарға елип кәлгән болуши мумкин, йаки илгири йуқумланған кишиләр вирусни базарға йуқтуруп қойған болуши мумкин. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, мал базарлириниң дунйадики милйонлиған кишиләрни йемәклик вә турмуш лазимәтликлири билән тәминләштики роли интайин муһимдур, шуңа, даириләрни бундақ җайларни тақашқа әмәс, әксичә шараитини йахшилашқа чақиримән.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән ташқи ишлар министири майк помпейо, вирусниң вухәндики бир тәҗрибиханида оттуриға чиққанлиқиға даир дәвалар барлиқини оттуриға қойғаниди.

хитай һөкүмити болса, «вухән вируси» ниң тәҗрибиханида йасалғанлиқиға алақидар дәваларни йалған дәп қаримақта, һәмдә бу мәсилиниң сийасий козерға айландурувелинғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر