икки һәрәмдә таравиһ намазлириниң җамаәтсиз ада қилинидиғанлиқи уқтурулди

дунйа миқйасида вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 170482 гә؛ йуқумланғучилар сани 2 милйон 482506 гә؛ саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 652479 ға йәтти.

1402334
икки һәрәмдә таравиһ намазлириниң җамаәтсиз ада қилинидиғанлиқи уқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: билорусийә сәһийә министирлиқи, дөләт тәвәликидә йуқум йүзисидин қаза қилғанлар саниниң 51 гә, йуқумланғучилар саниниң 6264 кә йәткәнликини уқтурди.

молдавийә сәһийә министирлиқи, қаза қилғанлар саниниң 68 гә, йуқумланғучилар саниниң 2548 гә йәткәнликини елан қилди.

қазақистан сәһийә министирлиқи, қаза қилғанлар саниниң 19 ға, йуқумланғучилар саниниң 1775 кә, саламәтлики әслигә кәлгәнләр саниниң иккиси 82 йашлиқ икки киши болуп җәмий 447 гә йәткәнликини уқтурди.

әзәрбәйҗан сәһийә министирлиқи қармиқидики ковид – 19 мәркизи, қаза қилғанлар саниниң 19 ға, йуқумланғучилар саниниң 1436 гә, саламәтлики әслигә кәлгәнләр саниниң 791 гә йәткәнликини, 626 кишини давалаш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

өзбекситан сәһийә министирлиқи, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң 5 кә, йуқумланғучилар саниниң 1604 кә, саламәтлики әслигә кәлгәнләр саниниң 261 гә йәткәнликини билдүрди.

таҗикистан сәһийә вә иҗтимаий асраш министирлиқи, һазирғичә дөләт тәвәликидә ковид – 19 йуқуминиң байқалмиғанлиқини, чәт әлдин қайтқан 1525 адәмниң һәр еһтималлиққа қарши карантин қилиниватқанлиқини уқтурди.

ийорданийә ташқи ишлар министири әймән сәфәди, ковид – 19 хәвпи йүзисидин сүрийәликләр туруватқан рукбан мусапирлар лагериға ийорданийә арқилиқ йардәм буйумлириниң киргүзүлүшигә рухсәт қилмайдиғанлиқлирини уқтурди.

йуқумланғучилар сани 449 ға йәткән пәләстиндә дөләт рәиси мәһмуд аббас, ишғал астидики ғәрбий қирғақта ковид – 19 йуқумиға тақабил туруш даирисидә йолға қойулған тәдбирләрниң бошитилиши тоғрисида йолйоруқ чүшүрди. пәләстин силамий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамас, ковид – 19 мәсилисидә исраилийәниң ишғал астидики қуддуста йашайдиған пәләстинликләргә мәқсәтлик һалда теббий җәһәттә чәттә қалдуруш сийаситини йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

исраилийәдә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 177 гә, йуқумланғучилар сани 13713 кә, саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 4049 ға йәтти.

маракәштә йуқумланғучилар сани 3046 гә йәтти.

туниста қаза қилғанлар сани 38 гә, йуқумланғучилар сани 884 кә көпәйди.

сәуди әрәбистан, вухән вируси сәвәбидин рамизан ейида мәккә мукәррәмәдики һәрәм шәриф вә мәдинәдики мәсҗиди нәбәвийдә таравиһ намазлириниң җамаәтсиз ада қилинидиғанлиқи уқтурди.

африқа дөләтлиридин гана, руанда вә бенинда ковид – 19 ға қарши күрәш даирисидә кочиларда маска тақап йүрүш түзүми йолға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر