кананада йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

канаданиң нова скота өлкисидә бир зораванниң қораллиқ һуҗумида 16 киши қаза қилди.

1401619
кананада йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: канада хан җәмәти атлиқ сақчи қисимлириниң мәсули бранда лакиниң бу һәқтә елан қилған байанатида билдүрүшичә, нова скота иштатиниң йеза – қишлақлиридин портапику йезисида габриел вортман исимлик 51 йашлиқ зораванниң қораллиқ һуҗумида,  хан җәмәти атлиқ сақчи қисимлири хадимлириниму өз ичигә алған 16 киши һайатидин айрилған, һуҗумдин кейин районда тәкшүрүш  башланған болуп, өлгәнләр саниниң ешип кетиш еһтималлиқи йуқири икән.

дөләтниң әң муһим күнтәртип маддисиға айланған һуҗум һәққидә байанат елан қилған канада баш министири  җастин трудо, һуҗумда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргән, йариланғанларға шипалиқ тилигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر