кабулда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

афғанистан пайтәхти кабулда сийасий рәһбәрләр қатнашқан бир паалийәттә қораллиқ һуҗум вә бомба һуҗуми йүз бәрди.

1373291
кабулда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт кабулниң мусалла районида һазарларниң сабиқ рәһбири абдул әли мәзариниң вапат болғанлиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттә, алий тинчлиқ шурасиниң рәиси кәрим халили сөз қиливатқанда, бомба һуҗуми вә қораллиқ һуҗум йүз бәрди.

паалийәттә, һазарларниң рәһбәрлиридин муһәммәд муһаккикму бар болуп, һуҗумдин кейин өзара етишиш чиқти.

америка-талибан келишими

америка билән талибан тәхминән икки йил музакирә қиливатқан тинчлиқ келишими бойичә, талибанниң мәсулийитини ада қилиш шәрти астида, америка вә иттипақдашлири афғанистандики барлиқ әскәрлирини 2021-йили апрел ейиғичә чекиндүриду.

америка тәхминән 14 миң әтрапидики әскириниң 5 миңини бу йил май ейиғичә чекиндүрүоп болиду. талибан билән кабул һөкүмити оттурисида сийасий дийалог башлинидиған 10-мартқичә (2020) афғанистан һөкүмити 5 миң мәһбусни؛ талибан тутуп туруватқан миңдин артуқ мәһбусни қойуп бериду.

америка һөкүмити талибан рәһбәрлиригә қарита йолға қойулған ембарголарни бу йил (2020) авғуст ейиғичә әмәлдин қалдуруш тоғрисида б д т хәвпсизлик кеңишидә хизмәт ишләйду. америка вә иттипақдашлири афғанистанниң сийасий мустәқиллиқи йаки земин пүтүнлүкигә мунасивәтлик һәр қандақ күч ишлитиш вә мәҗбурлаш тәһдитидин йирақ туриду.

талибан болса, башқа террорлуқ тәшкилатлириниң афғанистан земини арқилиқ америкаға вә башқа дөләтләргә тәһдит пәйда қилишиға рухсәт қилмайду, шундақла һәмкарлашмайду.

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң мәлуматиға асасланғанда, афғанистанда 2001-йилидин 2019-йилиғичә пәқәт һәрбий һәрикәтләр үчүнла 975 милйард доллар хәҗләнгән. асасий ул-әслиһә йардәмлирини қошқанда, бу сан 1 тирилийон доллардин ешип кәткән. америка бу мәзгилдә 2400 әскиридин айрилған.

тәрәпләр талибанниң йеңи мәзгилдә дөләт һакимийитигә қандақ қатнишидиғанлиқи һәққидә мәлумат елан қилмиди. афғанистан пирезиденти әшрәф ғени талибан әзалириниң қойуп берилиши үчүн, талибанниң пакистандики мәркизини афғанистанға йөткәш шәртини қошти.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر