бәшшар әсәд күчлиригә аит уруш айропилани чүшүрүветилди

сүрийәдә бәшшар әсәд күчлиригә аит йәнә бир уруш айропилани чүшүрүветилди.

1371072
бәшшар әсәд күчлиригә аит уруш айропилани чүшүрүветилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «27 – феврал күни башланған <баһар қалқини> намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә бәшшар әсәд күчлиригә аит < L-39 > уруш айропилани чүшүрүветилди. бу, һәрикәт башланғандин буйан идлибта түркийә тәрипидин чүшүрүветилгән үчинчи уруш айропилани һесаблиниду. түн бойи давамлашқан һәрбий һәрикәт даирисидә йеқинқи 24 саәт ичидә  бир уруш айропилани, бир учқучисиз һава аппарати, 6 данә танка, 5 данә шрапнел атидиған зәмбирәк, 2 данә башқурулидиған бомба һава мудапиәси системиси, 3 биронивик, 5 қораллиқ пикап, 6 һәрбий аптомобил вә бир оқ - дора искилати йәр билән йәксан қиливетилди, 327 сүрийә әскири бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر