филиппиндә бир сода сарайда 30 адәм гөрүгә еливелинди

филиппиндики бир сода сарайда, сабиқ аманлиқни сақлаш хадими 30 адәмни гөрүгә еливалди.

1369982
филиппиндә бир сода сарайда 30 адәм гөрүгә еливелинди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, сан җүән шәһиридики (V-Mall) сода сарийида қорал авази аңланған болуп, бинани сақчилар қоршавға алған.

хәвәрләрдә дейилишичә, бир нәпәр сабиқ аманлиқни сақлиғучи хадим сода сарайда тәхминән 30 адәмни гөрүгә еливалған.

 гөрүгә елинғанлардин бир киши йариланған, қечишқа мувәппәқ болғанлар сарасимидә бинаниң сиртиға чиққан, 10 дин артуқ алаһидә сақчи бинаға киргән болуп, сақчилар вә қутқузуш машинилири нәқ мәйданда күтүп турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر