җәнубий қутуптин башқа һәммә җай вухән вирусниң тәһдити астида

шималий македонийә сәһийә министири венко филипче (Venko Filipçe) түнүгүн (2020-йили26 -феврал) 1970-йили туғулған бир айалда вухән вируси (Kovid-19) ниң байқалғанлиқини, буниң пайтәхт сикопжеда көрүлгән тунҗи вухән вируси икәнликини ейтти.

1367640
җәнубий қутуптин башқа һәммә җай вухән вирусниң тәһдити астида

түркийә авази радийоси хәвири: шималий македонийә сәһийә министири венко филипче вухән вируси билән йуқумланған айалниң астиға елинғанлиқини, чөчүп кетишкә керәк йоқлуқини вә мәзкур айалниң бир айдин буйан италийәдә турғанлиқини қәйт қилди.

данийә билән естонийәдиму вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көрүлди.

вухән вируси билән йуқумланған данийәликниң италийәгә қар тийелиш үчүн берип қайтқанда, саламәтликиниң начарлашқанлиқиниң билингәнлики әскәртилди.

фирансийәдә йеңидин вухән вируси билән йуқумланған бир кишиниң байқилиши билән, бу сан 18 гә чиқти. бу бемарларниң 11 идә йахшилиниш көрүлди, иккиси җенидин айрилди.

шиветсийә хәлқ сақлиқни сақлаш идариси йазма байанат елан қилип, италийәниң шималидин қайтқан 30 йашлиқ бир айалда вухән вирусиниң байқалғанлиқини, буниң билән шиветсийәдә вирус билән йуқумланғанларниң иккигә чиққанлиқини билдүрди.

финландийә пайтәхти хелсинкидиму италийәдин қайтқан бир айалда вухән вирусиниң байқалғанлиқи вә вирус билән йуқумланғанлар саниниң иккигә чиққанлиқи қәйт қилинди.

италийәдә вухән вируси билән җенидин айрилғанларниң сани 12 гә, йуқумланғанлар сани 400 дин ашти.

италийә ломбардийа (Lombardiya) районлуқ һөкүмәтниң башлиқи аттилийо фонтана (AttilioFontana) йеқин хизмәтдашлирида вухән вируси байқалғанлиқи сәвәбидин өзини икки һәптилик карантин астиға алғанлиқини елан қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқи кишиләрни вухән вируси байқалған италийәни сайаһәт қилғанда диққәт қилиши тоғрисида агаһландурди.

министирлиқниң байанатида, италийәниң сайаһәт қилғанда «диққәт қилишқа тегишлик» җайлар категорийәсигә киргүзүлгәнлики қәйт қилинди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң моңғулийәгә мунасивәтлик байанатида болса, вухән вирусиниң моңғулийәгиму тарқалғанлиқи әскәртилди вә «сайаһитиңиз үстидә ойлиниң» дәп чақириқ қилинди.

америка ташқи ишлар министирлиқи йәнә, вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көрүлгән җәнубий корейәдиму сайаһәт қилғанда диққәт қилиш тоғрисида агаһландурди. байанатта, җәнубий корейәгә бармақчи болғанлар, вухән вируси сәвәбидин «сайаһитиңизни қайта ойлишиң» дәп агаһландурулди.

әнглийә таратқулирида тарқалған вә һөкүмәтниң бир доклати нәқил көрситилгән хәвәрләрдә билдүрүлишичә, вухән вируси бирләшмә падишаһлиқта йерим милйон кишиниң өлүмигә сәвәб болуши мумкин икән.

«вухән вирусиға уйғун әң начар сенарийә» (Covid-19 Reasonable Worst Case Scenario) намлиқ доклатта, вирус тарқилишчан ваба кесилигә айлинип кәткән әһвалда әнглийәдә %80 кишигә йуқидиғанлиқи вә йерим милйон җанға замин болидиғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر