мозамбик мустәқиллиқ һәрикитиниң миллий қәһримани сантос аләмдин өтти

португалийә мустәмликисигә қарши күрәшниң мозамбиклиқ қәһримани марселино дос сантос бу дунйа билән видалашти.

1358070
мозамбик мустәқиллиқ һәрикитиниң миллий қәһримани сантос аләмдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент филипе нйуси, 2015 – йили миллий қәһриман дәп елан қилинған сантос үчүн дөләт мурасими өткүзүлидиғанлиқини уқтурди.

миңларчә мозамбиклиқ иҗтимаий таратқулар арқилиқ қайғулирини ипадиләшти, җәнубий африқиниң һакимийәт бешидики партийәси – африқа миллий қурултийиму сантус үчүн тәзийә телеграммиси тарқатти.

саламәтлики начарлишип кәткән сантос, узун йиллардин буйан өйидин сиртқа чиқалмиғаниди.

португалийә мустәмликисигә қарши 1962 – йили қурулған мозамбик азадлиқ пиронтиниң қурғучи әзалириниң бири болған, узун йиллар бойичә партийәсиниң муавин башлиқи болуп вәзипә өтигән сантос, һайатини дөлитигә беғишлиған бир лидер дәп қарилиду.

мустәқиллиқ күришини давамлаштуруватқан йиллирида мозамбик азадлиқ пиронтиниң башлиқи едвардо мондлен бомбилиқ һуҗумға учрап өлгәндин кейин, партийәниң башлиқлиқ вәзиписини үстигә алған сантос, шаирлиқи биләнму нам чиқарғаниди.

у, йаш чеғида оқуш үчүн барған португалийәниң пайтәхти лизбон вә фирансийәниң пайтәхти парижда, мустәмликичиликкә қарши наһайити көп тәшкилатниң қурғучилиқи вә башлиқлиқ вәзиписини үстигә алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر