хитайдин америкиға қайтуруп келингән бир кишидә «вухән вируси» байқалди

хитайдин америка қошма иштатлириға қайтуруп келингән бир кишиниң «вухән вируси» билән йуқумланғанлиқи ениқлап чиқилди.

1357397
хитайдин америкиға қайтуруп келингән бир кишидә «вухән вируси» байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: калифорнийә иштатидики «‹ UC San Diego Health › дохтурханиси» ниң мәсуллириниң билдүрүшичә, хитайдин қайтуруп келингәндин кейин көзитиливатқан 4 кишидин бириниң «вухән вируси» билән йуқумланғанлиқи ениқлап чиқилған.

шуниң билән, калифорнийә иштатида «вухән вируси» билән йуқумланғанларниң сани 7 гә, америка миқйасида болса 13 кә йәткән.

  қайтуруп келингәнләр арисида мрамар шәһиридинму икки киши балнесқа елинған болуп, бу икки кишиниң әһвалида күнсери йахшилиниш көрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر