афғанистанда даешқа қарши һава һәрикити елип берилди
афғанистанниң кунәр вилайити сәвкаи наһийәсидә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши елип берилған һава һәрикитидә 19 даешчи өлтүрүлди.
1356540
түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан кунәр валийси абдул ғени мусаммим террорлуқ тәшкилати даешниң савкаиниң дивә гул районидики нуқтилириниң һавадин бомбардиман қилинғанлиқини билдүрди.
у һава һәрикитидә 19 даешчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, буларниң ичидә үч өзбекстанлиқ, төт пакистанлиқниң барлиқини вә бу хил һәрикәтләрниң давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.