помпейо американиң түркийәни сүрийәдә қоллайдиғанлиқини билдүрди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо түркийәниң идлибтә сүрийә армийәсигә қарши башлиған һәрбий һәрикитини қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.

1353410
помпейо американиң түркийәни сүрийәдә қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо түркийәниң идлибтә сүрийә армийәсигә қарши башлиған һәрбий һәрикити тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у байанатида: «америка болуш сүпитимиз билән, бәшшар әсәд һакимийити, русийә, иран вә һизбуллаһниң идлиб хәлқигә рәһимсизлик билән қиливатқан һуҗумлирини йәнә бир қетим әйибләймиз. 3-февралда кординатсийә вә җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн қурулған көзитиш нуқтисида вәзипә өтәйдиған түркийә һәрбий хадимлири җенидин айрилған һуҗумдин кейин, дәрһал нато иттипақдишимиз болған түркийәни қоллидуқ. түркийәниң қанунлуқ болған өзини қоғдаш һоқуқи даирисидә ташлиған һәқлиқ қәдәмлирини пүтүнләй қоллаймиз. өлүм-йетим һадисилири түпәйли түркийә һөкүмитигә сәвр тиләклиримизни йәткүзимиз» деди.

у бәшшар әсәд һакимийити, русийә, иран вә һизбуллаһниң һәрикәтлириниң, сүрийәниң шималида уруш тохтитишни капаләткә игә қилишқа бивастә тосқунлуқ қилидиғанлиқини әскәртип, мундақ деди:

«бу йавайиларчә қилинған һуҗумлар ахирлишиши керәк. инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүши капаләткә игә қилиниши вә б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254-номурлуқ қарари бойичә тинчлиқ қайтидин орнитилиши керәк.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر