һиндистанму русийәдин «S-400» сетивалған

русийәниң һиндистанға «S-400» системилирини келәр (2021) йили тапшурушни башлайдиғанлиқи елан қилинди.

1354021
һиндистанму русийәдин «S-400» сетивалған

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийә һәрбий техника һәмкарлиқ идарисиниң муавин башлиқи владимир дрожов (Vladimir Drojjov) «S-400» һава қалқан системилириниң һиндистанға 2021-йилиниң ахириғичә тапшурулидиғанлиқини билдүрди.

у һиндистанниң лакнав (Lucknow) шәһиридә байанат елан қилип, «S-400» системилириниң тапшурулуш вақти тоғрисида тохталди.

у: «S-400 системилириниң дәсләпки парчилирини тапшуруш пилан бойичә 2021-йилиниң ахирида башлиниду. һиндистан мутәхәссислирини тәрбийәләш ишлири буниңдин бурун башлиниду» деди.

һиндистан русийәдин «S-400» һава қалқан системилирини сетивелиш келишимини 2018-йили нойабирда имзалиған иди.

һиндистан баш министири нерандра моди (Nerandra Modi) билән русийә пирезиденти владимир путин оттурисида башланған кәң даирилик музакирәләрниң нәтиҗисидә қарардин чиққан келишим бойичә, системиларни тапшуруш ишлириниң 2023-йили апрелда ахирлишиши күтүлмәктә.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر