әнглийә йавропа иттипақидин айрилди

әнглийә 1973 – йили әза болған йавропа иттипақидин айрилди.

1351253
әнглийә йавропа иттипақидин айрилди
ingiltere brexit1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири борис җонсон бу һәқтә сөзлигән телевизийә нутиқида мундақ деди: «31 – йанвар саәт 23 тә (әнқәрә вақти 1 – феврал саәт 2 дә) әнглийә йавропа иттипақидин айрилди. бу кечә тоғрулуқ тәкитләшкә тегишлик әң муһим нуқта шуки, дөлитимизниң йавропа иттипақидин айрилиши хатимә әмәс, әксичә башланғучтур. растини ейтқанда, бу миллий җәһәттин йеңилиқ вә тәрәққийат заманидур, йеңи бир двәрниң муқәддимисидур.»

әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилишидин кейин әнглийәдики һәрқайси орунлардики йавропа иттипақи байриқи чүшүрүветилди, әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиш басқучини башқуруши үчүн қурулған министирлиқ бикар қилинди,әнглийәниң йавропа иттипақи билән учур – алақисиму үзүлди,  әнглийә парламент әзалириниң йавропа парламентидики әзалиқ салаһийитиму ахирлашти.

әнглийәниң йавропа иттипақиға әзалиқиниң ахирлишиши билән тәң, йеңи өткүнчи басқуч башланди. бу җәрйанда, әнглийә содини  өз ичигә алған бихәтәрлик, сәһийә вә қатнаш қатарлиқ саһәләрдә бирдәклик һасил қилиш үчүн йавропа иттипақи билән  сөһбәт өткүзиду.

әнглийә 30 – ийулғичә илттимас сунған тәқдирдә, өткүнчи басқучниң муддити йәнә икки йил узартилиду. бирақ җонсон һөкүмити бу басқучниң узартилмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر