қатар баш министири вәзиписидин истепа бәрди

қатар баш министири абдуллаһ бин насир хәлифә алсани вәзиписидин истепа бәрди.

1348987
қатар баш министири вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: қатарниң рәсмий хәвәр агентлиқи (QNA) ниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә хәвәр қилишичә, әмийр шәйх тәмим бин һәмәд алсани униң истепанамисини қобул қилған, андин халид бин хәлифә бин абдуләзиз алсанини баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлигән.

агентлиқниң хәвиридә, алсаниниң вәзиписидин истепа бериши һәққидә тәпсилий мәлумат берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر