трамп: тинчлиқ сөһбәтлириниң үнүмлүк болуши үчүн талибан зораванлиқ вәқәлирини азайтиши керәк

америка пирезиденти доналд трамп, афғанистандики тинчлиқ сөһбәтлириниң үнүмлүк болуши үчүн талибанниң зораванлиқ вәқәлирини көрүнәрлик дәриҗидә азайтиши керәкликини ейтти.

1345947
трамп: тинчлиқ сөһбәтлириниң үнүмлүк болуши үчүн талибан зораванлиқ вәқәлирини азайтиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп шивейтсарийәниң давос базирида өткүзүлгән дунйа иқтисад мунбири даирисидә афғанистан пирезиденти әшрәф ғени билән көрүшти؛ ақсарай мәзкур учришиш тоғрисида йазма байанат елан қилип, трампниң афғанистан мәсилисигә тутуватқан позитсийәсини әкс әттүрди. байанатта, «пирезидент трамп, афғанистанниң келәчикигә мунасивәтлик үнүмлүк сөһбәтләрниң сүритини ашуруш үчүн талибанниң көрүнәрлик шундақла үзүл – кесил һаләттә зораванлиқниң миқдарини азайтиши керәкликини тәкитлиди» дегән ибариләргә орун берилди.

афғанистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси сиддиқ сиддиқи йуқириқи байанаттин бурунла байанат берип, талибанниң афғанистан һөкүмити билән биваситә һалда тинчлиқ сөһбәтлирини өткүзүши үчүн алди билән оқ чиқиришни тохтитиши керәкликини билдүргәниди.

талибанниң қатардики ишханисиниң байанатчиси суһәйл шаһин болса иҗтимаий таратқо тори арқилиқ байанат берип, америка вәкили билән талибан мәсуллириниң қатарда давамлишиватқан тинчлиқ сөһбәтлириниң наһайити йахши кетиватқанлиқини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر