һәр қайси дөләтләр ирандин төләм төләшни тәләп қилди

иран чүшүрүвәткән украина айропиланда пуқралири җенидин айрилған дөләтләр, теһран һөкүмитидин барлиқ мәсулийәтләрни үстигә елип, хәлқаралиқ тәкшүрүшни башлашни вә аилиләргә төләм төлишини тәләп қилди.

1342529
һәр қайси дөләтләр ирандин төләм төләшни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: канада, әнглийә, украина, шиветсийә, голландийә вә афғанистан қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири әнглийә пайтәхти лондонда көрүшти.

министирлар «һесаб бериш, очуқ-ашкарилиқ вә адаләтни капаләткә игә қилиш» рамкисида өзара пикир бирлики һасил қилди.

канада ташқи ишлар министири франчойс филип (François-Philippe) келишим текстини оқуди. тексттә, ирандин алди билән, мунасивәтлик дөләтләрниң мәсуллириға толуқ вә изчил консулхана хизмити сунуш тәләп қилинди.

җенидин айрилғанларниң кимликлирини тәкшүрүп бекитиш ишлириниң, муһимлиқ, очуқ-ашкарилиқ вә хәлқара өлчәмләргә уйғун болуштәк пиринсиплар бойичә елип берилиши؛ аилиләрниң вә йеқин йоруқлириниң җәсәтләрни өз дөләтлиригә елип кетиш тәләплиригә һөрмәт қилиниши керәклики тәләп қилинди.

пуқралирини йоқитип қойған дөләтләргиму мустәқил вә очуқ-ашкара һалда хәлқаралиқ тәкшүрүш чақириқ қилинған келишим текстидә, иранниң барлиқ мәсулийәтни үстигә елиши вә аилиләргә төләм төлиши, шундақла қурбанларниң аилилиригә болған барлиқ мәсулийәтләрниму қобул қилиши тәләп қилинди. буниңдин башқа, мустәқил болған җинайи тәкшүрүш арқилиқ мәсулийити барларниң җавабкарлиққа тартилиши вә бу мусапиниң кишилик һоқуққа уйғун, очуқ-ашкара, битәрәп болушиниң әһмийити алаһидә тәкитләнди.

2020-йили 8-йанвар әтигәндә иран пайтәхти теһрандики хәлқара имам һумәйни айродурумидин украина пайтәхти кийевгә қарап учқан йолучилар айропилани, көккә көтүрүлүп узун өтмәй чүшүп кәткән болуп, айропиландики 176 кишиниң һәммиси җенидин айрилған иди.

иран армийә қоманданлиқ иштаби украина һава йоллириниң йолучилар айропиланиниң «сәзгүр һәрбий нуқта» үстидин учуп кетиватқанда «инсаний хаталиқ» түпәйлидин һава қоғдиниш системиси тәрипидин етип чүшүрүветилгәнликини билдүргән иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر