шиветсийә ирандин төләм тәләп қилди

шиветсийә иран тәрипидин хата һалда етип чүшүрүветилгән украина һава йоллири ширкитигә аит йолучилар айропиланида қаза қилған пуқралири үчүн теһрандин төләм төлишини тәләп қилди.

1340192
шиветсийә ирандин төләм тәләп қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә ташқи ишлар министири ан линде аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, иранниң ситокһолм баш әлчиси сәйд рәсул муһаҗирниң иранда етип чүшүрүветилгән украина һава йоллири ширкитигә аит йолучилар айропилани вәқәси тоғрулуқ ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанлиқини, униңға қазани тәкшүрүш үчүн һәмкарлиқ тәклипи сунғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «униңға, қазани тез вақит ичидә тәкшүрүп бир тәрәп қилиш вә вәқәдә һайатидин айрилған пуқралиримизниң уруқ – туғқанлириниң қайғу – һәсрәтлирини бираз болсиму тәскин тапқузуш үчүн теһран тәрәпниң мәсулийәтни өз үстигә елишини тәләп қилдуқ, һәмдә ирандин шу вәқәдә һайатидин айрилған шиветсийә пуқралириниң йеқин – йоруқлириға төләм төлишини тәләп қилдуқ.»

украина һава йоллири ширкитигә аит  « Boeing 737-800 » типлиқ  йолучилар айропилани 8 – йанвар күни имам һумейни айродурумидин қозғилип анчә узун өтмәйла чүшүп кәткәниди.

қазада, иран, украина, канада, афғанистан, германийә, шиветсийә вә әнглийә пуқралиридин тәшкил тапқан 176 йолучи билән айропилан хадимлири һайатидин айрилғаниди.

иран илгири рәт қилған болсиму, аридин үч күн өткәндин кейин айропиланни хата һалда етип чүшүрүвәткәнликлирини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر