шам намизи өтәватқан мәсчит җамаити адәм бомба һуҗумиға учриди

пакистанниң белуҗестан өлкисиниң куетта шәһиригә қарашлиқ гусабад районидики бир мәдрисиниң мәсчитидә партлаш йүз бәрди.

1338843
шам намизи өтәватқан мәсчит җамаити адәм бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң белуҗестан өлкисиниң куетта шәһиригә қарашлиқ гусабад районидики бир мәдрисиниң мәсчитидә партлаш йүз берип, бири сақчи, бири мәдрисә имами болуп җәмий 15 адәм җенидин айрилди, 19 адәм йариланди, йаридарлардин үчиниң йарилиниш әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

белуҗестан өлкилик валийлиқ мәһкимиси байанатчиси лийақат шаһвани, һуҗумниң бир адәм бомба тәрипидин садир қилинғанлиқини билдүрди.

мәһәллий таратқуларниң хәвәр қилишичә, нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләр, партлашниң 60 тәк адәм шам намизиға турған пәйттә йүз бәргәнликини, бәзи кишиләрниң қистаңчилиқта дәссилип кетип йариланғанлиқини билдүргән.

һуҗумдин кейин пакистан һөкүмити вә армийәси һуҗумни әйибләп байанат елан қилди. пакистан баш министирлиқ мәһкимиси, баш министир имраханниң йаридарларни пүткүл имканийәтләрни сәпәрвәр қилип давалаш вә тегишлик тәкшүрүшниң башлиниши тоғрисида буйруқ чүшүргәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر