әшрәф ғени помпйо билән телефонда көрүшти

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән телефонда көрүшти.

1334596
әшрәф ғени помпйо билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезидентлиқ мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, ғениниң помпйоға, иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси қуддус қисимлири қомандани қасим суләйманиниң америкиниң һава һуҗумида өлтүрүлүшиниң районниң вәзийтиниң җиддийлишип кетишигә сәвәб болушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

афғанистан земинлириниң үчинчи бир дөләткә йаки башқа район характерлик тоқунушлар үчүн ишлитилишигә рухсәт қилинмайдиғанлиқи мәсилиси музакирә қилинған телефон сөһбитидә, ғәниниң, афғанистанниң истратегийәлик шерики америка қошма иштатлиридин вә қошна дөләт ирандин җиддийчиликниң улғийип кетишиниң алдини елишини тәләп қилғанлиқи вә һәр икки тәрәпниң мәсилиләрни дийалог арқилиқ һәл қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, афғанистанниң йүз бәргән вәқәләрни йеқиндин көзитиватқанлиқи вә барлиқ дөләтләр билән мунасивәтлирини йахши шәкилдә сақлап қелишни халайдиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر