әшрәф ғәни қайтидин пирезидентлиққа сайланди

афғанистанда конкерт болмиған сайлам нәтиҗилиригә асасланғанда әшрәф ғәни қайтидин пирезидентлиққа сайланған.

1327543
әшрәф ғәни қайтидин пирезидентлиққа сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан мустәқил сайлам кометити башлиқи һава аләм нуристани ахбаратчиларни күтүвелиш йиғини чақирип, пирезидентлиқ сайлиминиң биринчи басқучиниң муәййәнләшмигән нәтиҗилирини елан қилди. 

һава аләм нуристани әшрәф ғәниниң %50.64 авазға еришкәнликини билдүрди.

һава аләм нуристани афғанистан иҗраийә кеңиши башлиқи шундақла пирезидент намзати абдуллаһ абдуллаһниң иккинчи рәттә икәнликини ейтти вә гүлбәддин һекмәтйарниң болса, үчинчи рәттә икәнликини қәйт қилди. 

сайламға қатнишиш нисбитиниң 2 милйон кишидин төвән икәнликини тәкитләп, һелә арилаштурулған беләтләрни чиқиривәткәндә 1 милйон 843 миң кишиниң аваз бәргәнликини ейтти. 

намзатларниң етираз вә шикайәтлирини суналайдиғанлиқини тәкитләп, сайламға алақидар рәсмий нәтиҗини болса, етираз вә шикайәт илтимаслири бир тәрәп қилинғандин кейин андин елан қилидиғанлиқини уқтурди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر