финландийә даешчиларниң айал-балилирини қайтуруп келиш тоғрисида қарар чиқарди

финландийәдә сүрийәдики террорлуқ тәшкилати даешқа четилған пуқраларниң айал-балилирини қайтуруп келишкә мунасивәтлик қарар парламентта қоллашқа еришти.

1325719
финландийә даешчиларниң айал-балилирини қайтуруп келиш тоғрисида қарар чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә парламентида, сүрийәдә террорлуқ тәшкилати даешқа четилған финландийә пуқралириниң айал-балилирини қайтуруп келиш мәсилиси авазға қойулди.

беләт ташлашта, һөкүмәт 79 ға қарши 110 аваз билән ишәнч авазиға еришти. нәтиҗидә, һөкүмәткә музакирәгә қоймастин пирезидентниң рухсити даирисидә даешчи филандийә пуқралирини қайтуруп келишкә урунуш билән ташқи ишлар министири пекка һаввистони әйиблигән вә һөкүмәткә қарши соал сориған өктичи партийә, йетәрлик беләткә еришәлмиди.

беләт ташлаштин кейин җәзмләшкән қарарға асасланғанда, сүрийә әл хол лагеридики финландийә пуқраси болған кичик балилар әң қисқа вақит ичидә қайтуруп келинидикән. уларниң анилириниң әһвали айрим тәкшүрүлүп қарар чиқирилидикән.

қәйт қилинишичә, финландийә парламентидики өктичи қанат һөкүмәттин соал сориған.

өктичи ашқун оңчи һәқиқий финлар партийәси билән миллий бирләшмә партийәси даешқа четилған финландийә пуқралирини қайтуруп келишниң, еғир хәвпсизлик тәһдити пәйда қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر