нато конферанси әмәлдин қалдурулди

данийәдә нато қурулғанлиқини тәбрикләш мәқситидә өткүзүлмәкчи болған конферанс америка пирезиденти доналд трампқа қарши бир кишиниң конферанста сөз қилишиниң рәт қилиниши сәвәбидин әмәлдин қалдурулди.

1319935
нато конферанси әмәлдин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: данийә атлантик кеңишиниң баш катипи ларс бангерт счу (Lars Bangert Struwe) йазма байанат елан қилип, 2019-йили 10-декабир пайтәхт копенһагенда өткүзүш пилан қилинған конферансниң әмәлдин қалдурулғанлиқини елан қилди.

у: «атлантик кеңишидики тәтқиқатчи станлей словн (Stanley Sloan) пирезидент трампқа қарши киши иди. бу сир әмәс. фәйсбук вә твиттерда әгәшкән һәммә киши билиду. станлей словнниң бизниң конферансимизда сийасий болмиған обйектип сөз қилишиға ишинәттуқ. словнму бизгә вәдә бәргән иди. шуңа, словнниң сөз қилғучилар арисида болуши үстидә, та америка баш әлчиси словнниң сөз қилишини әмәлдин қалдурушни тәләп қилғичә чиң турдуқ» деди.

бу һәқтики байанатта, американиң копенһагенда турушлуқ баш әлчиси карла сәндс (Carla Sands) ниң пирезидент трампқа қаршилиқи билән тонулған станлей словнни рәт қилғанлиқи вә бу сәвәбтин конферансниң әмәлдин қалдурулғанлиқи қәйт қилинди.

американиң копенһагендики әлчиианисиниң бу һәқтики байанатида, конферансни орунлаштурғучи орунлардин болған әлчихана билән данийә атлантик кеңишиниң, конферанс үчүн кәң нуқтиийнәзәргә игә болған сөз қилғучилар үстидә келишкәнлики билдүрүлди.

байанатта: «станлей словнниң ахирқи минутларда сөз қилғучилар тизимликигә киргүзүлүши, <конферанста сөз қилидиғанларни бирликтә бәлгиләш қарари> ға уйғун әмәс» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر