афғанистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

афғанистанниң шималидики нангархар вилайитидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда бәш киши һайатидин айрилди.

1317479
афғанистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нангархар валий мәһкимиси байанатчиси атауллаһ һоңйаниниң анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, намәлум қораллиқлар җәлалабад шәһиридә йапонийәниң « Peace Medical Service » намлиқ бир инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилати хадимлири олтурған аптомобилға  һуҗум қилған. һуҗумда мәзкур тәшкилатниң 5 хадими һайатидин айрилған, тәшкилатниң мәсули йапон дохтур тетсу накамура йариланған.

байанатта тәкитлинишичә, һуҗумдин кейин зораванлар райондин қачқан, дөләт хәвпсизлик күчлири зораванларни қолға чүшүрүш үчүн һәрикәткә өткән болуп, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

игилинишичә, мәзкур тәшкилат нангхархар вилайитидә 2008 – йилдин бери су вә йеза игилик башқуруш саһәлиридә паалийәт елип бармақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر