трамп әнглийәдә мухбирларниң түркийәгә алақидар соаллириға җаваб бәрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати – натониң йахши әзаси икәнликини ейтти.

1316881
трамп әнглийәдә мухбирларниң түркийәгә алақидар соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг билән америка пирезиденти доналд трамп әнглийәниң пайтәхти лондонда натоға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини даирисидә көрүшти. трамп учришишта сөз қилип, фирансийә пирезиденти емануел макронниң «натониң меңә өлүми ишқа ешип болди» дегән сөзлиригә «еғир биһөрмәтлик қилиш» дәп баһа бәрди.

трамп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фирансийә пирезидентиға өткән һәптә қайтурған җавабиға ишарәт қилған һалда, «түркийәму <макронниң меңә өлүми ишқа ешти> деди.» дегәнләрни қәйт қилди.

у, түркийәниң натониң йахши әзаси икәнликини тәкитләп, «түркийә билән мунасивәтлиримиз йахши. узун мәзгил (сүрийә) чеграсида қалдуқ, әмди чегралиридин чекиндуқ. йахши ишларни қиливатиду. даеш террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши бағдадиға қарши елип берилған һәрикәттә түркийә күчлүк йардәмчи болди. униңдинму артуқ бир иш қилип берәлмәйтти, униңдинму көп йардәм қилалмайтти» деди.

доналд трамп, түркийәниң с-400 сетивелиши тоғрисидики бир соалға җаваб берип, әнқәрәниң барак обама дәвридә вәтәнпәрвәр намлиқ һава мудапиә қалқан системиси сетивелишни халайдиғанлиқини билдүргәнликини, бирақ обама һөкүмитиниң уда бир қанчә қетим сунулған тәләпкә иҗабий җаваб қайтурмиғанлиқини, шуниң билән түркийәниң русийә һава мудапиә системилириға йүзләнгәнликини, әнқәрә билән бу һәқтә сөһбәт өткүзүлүватқанлиқини тәкитләп өтти.

с-400 йүзисидин түркийәниң ф-35 сетивелишиниң тохтитип қойулғанлиқиға ишарәт қилған трамп, «һазир қилидиған ишлири мәйли русийә мәйли хитай болсун, башқа дөләткә кетиш болиду. бундақ қилишни халимайду. улар дунйадики әң йахши уруш айропиланлирини сетивелишни халайду. көп санда сетивелишни халайдиған болуп, нөвәттә милйардларчә долларни оттуриға қоймақта» дегәнләрни қәйт қилди.

нато баш катипи йенс столтенбергму, «түркийә һәрбий һәрикәтни тохтатти. буниңдин кейин (сүрийәдә) сийасий чарә тепиш үчүн күч чиқиришимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر