лондонда пичақлиқ һуҗум қлиш вәқәси йүз бәрди

әнглийәниң пайтәхти лондонда пичақлиқ һуҗум қлиш вәқәси йүз берип икки киши өлди.

1315084
лондонда пичақлиқ һуҗум қлиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: лондон сақчилар тәшкилатиниң муавин башлиқи нейл басуниң ейтишичә, осман хан исимлик зораван 2012 – йилқи террорлуқ һуҗумлири билән әйиблинип сотқа тартилған болуп, 2018 – йили декабирда қойуп берилгән икән.

бири айал болуп, җәмий икки киши һайатидин айрилған, иккиси айал үч киши йариланған, « Fishmongers Hall » бинасида мәһбусларниң саламәтлик әһвалиға мунасивәтлик конферанс башланған вақитта йүз бәргән, кейинчә лондон көврүкидә давамлашқан, зораван бу йәрдә етип өлтүрүлгән пичақлиқ һуҗум қлиш вәқәсидин кейин, сақчилар зораванниң өйини ахтурған, һәмдә нәқ мәйданда бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйткән.

әнглийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, зораван 2012 – йил февралда лондон көчмә мүлүк борсасиға һуҗум қилишни пиланлаш билән әйиблинип түрмидә йатқан, кейинчә қойуп беилгән, һәмдә електронлуқ ешкәл системиси арқилиқ тәқиб қилинған.

түнүгүн шу җай вақти саәт 14 әтрапида 5 кишигә пичақ селивәткән зораван сақчилар тәрипидин етип клтүрүлгән, сақчи тәрәп зораванниң үстидин йалған партлатқуч үскүнисиниң тепилғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر