афғанистанда җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи қораллиқ һуҗумға учриди

афғанистанда таһар вилайити варсаҗ наһийәлик җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи муһәммәд әфзәл һакими бағлан вилайитиниң һост наһийәсидә қораллиқ һуҗумға учрап һайатидин айрилди.

1307212
афғанистанда җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи муһәммәд әфзәл һакими вә униң үч қоғдиғучисиму һайатидин айрилған һуҗум тәкшүрүлүшкә башланди.

һуҗумниң җавабкарлиқини талибан өз үстигә алди.

илгири һост вилайитиниң сабәри наһийәсидә мәйданға кәлгән партлашта бир бала һайатидин айрилғаниди.

сабәри наһийәсиниң һакими абдулһәй зазаи, наһийә мәркизидә йол четигә орунлаштуруп қойулған бомбиниң пуқралар олтурған бир аптомобил райондин өтүп кетиватқанда партлиши нәтиҗисидә бир балиниң һайатидин айрилғанлиқини, икки пуқраниң йариланғанлиқини, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر