«түркийә – русийә ортақ чарлаш паалийәтлири пилан бойичә тамамланди»

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи сүрийәдә «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмиға җайлашқан қамишли – дәрик арисидики районда ишқа ашурулуватқан ортақ чарлаш паалийәтлириниң түнүгүн пилан бойичә тамамланғанлиқини билдүрди.

1303147
«түркийә – русийә ортақ чарлаш паалийәтлири пилан бойичә тамамланди»

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «сүрийәдә <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмиға җайлашқан қамишли – дәрик арисидики районда ишқа ашурулуватқан ортақ чарлаш паалийәтлири, иғвагәрләргә қарши һәрбий хадимлиримиз вә хәлқимизниң бихәтәрлики қоғдалған асаста түнүгүн пилан бойичә тамамланди. ортақ чарлаш паалийәтлиригә һәр икки тәрәптин төттин васитә болуп, җәмий 8 һәрбий васитә билән учқучисиз һава аппаратлири қатнаштурулди. түркийә қисимлири билән русийә қисимлири 10 километир чоңқурлуқ вә 88 километир узунлуқтики мусапидә ортақ чарлаш паалийәтлирини мувәппәқийәтлик һалда тамамлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر