хитай сүний усул билән алмас ишләпчиқарди

тәбиий алмас билән уруқландурулған сүний алмасниң худдий уруқтин көктат йетиштүргәндәк йетиштүрүлгәнлики вә чоңийиши үчүн патқақ гази моликуласи ишләткәнлики уқтурулди.

1297389
хитай сүний усул билән алмас ишләпчиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: «China Daily» гезитиниң хәвиридә, хитай пән - тәтқиқат академийәсигә тәвә ниңбо үскүнә техникиси вә инженерлиқи инситетути мутәхәсислириниң тәҗрибиханида сүний усул билән бир крат чоңлуқта алмас ишләпчиқарғанлиқи билдүрүлди.

бу хизмәткә мәсул тәтқиқат гурупписи башлиқи ли хе тәбиий алмас парчисидин бир тахта йасалғанлиқини вә карбон атомини айрип, үрүқча алмасниң үстигә йеғиш үчүн патқақ гази малекуласидин пайдиланғанлиқини ейтти. 

тәбиий алмас билән уруқландурулған суний алмасниң худдий уруқтин көктат йетиштүргәндәк йетиштүрүлгәнлики вә чоңийиши үчүн патқақ гази молекуласи ишләткәнлики уқтурулди. 

суний алмасниң саитигә миңда 7 милиметер чоң болғанлиқи, бир һәптидә бир кират чоңлуққа йәткәнлики һәмдә саплиқ вә қаттиқлиқ дәриҗисиниңму тәбиий алмастин қилишмайдиғанлиқи қәйт қилинди. 

охшаш болмиған техникилиқ ишлитишләргә көрә, һазир бир кират тәбиий алмасниң баһаси 20 миң йүән, (тәхминән 2830 доллар) билән 200 миң йуән (28 миң 306 доллар) болуп, суний усул билән ишләпчиқириған алмасниң бир крат баһасиниң болса, 3300 йуән (470 доллар) ға тохтиғанлиқи уқтурулди.

бу суний алмасниң лазир нур, оптикилиқ техника вә башқа саһәләрдә өткүрлүкни тәқәзза қилидиған әслиһәләрниң ишләпчиқирилишидин башқа йәнә, зибу зиннәт үчүнму ишләткили болидиғанлиқи тәкитләнди.


خەتكۈچ: #хитай , #алмас

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر