данийә йуқири соти түркийә әлчиханисиға һуҗум қилған төт кишиниң җазасини җәзмләштүрди

данийәниң пайтәхти копенһагендики түркийә әлчиханисиға һуҗум қилған террорлуқ тәшкилати п к к / п й д тәрәпдари 4 кишиниң қамақ вә чеградин қоғлап чиқириш җазалири йуқири сотниң тәстиқидин өтти.

1294018
данийә йуқири соти түркийә әлчиханисиға һуҗум қилған төт кишиниң җазасини җәзмләштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: 2018 – йили мартта түркийәниң копенһагендики әлчиханисиға һуҗум қилған террорлуқ тәшкилати п к к / п й д тәрәпдари 4 киши, копенһаген шәһәрлик сот мәһкимисиниң қамақ вә чеградин қоғлап чиқириш җазасиға етираз билдүрүп шәрқий йуқири сот мәһкимисигә әрз сунғаниди.

йуқири сот мәһкимиси гумандарларниң етиразиға қарап чиқип, копенһаген шәһәрлик сот мәһкимисиниң 19 йаш билән 24 йаш арисидики 4 кишигә бәргән җазасини җәзмләштүрди.

түркийәниң өткән йили сүрийәниң африн районида аманлиқни капаләткә игә қилиш мәқситидә елип барған зәйтун шехи һәрбий һәрикитигә наразилиқ билдүргән п к к / п й д террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәлик 4 тәрәпдари, 2018 – 19 – март сәһәрдә түркийәниң копенһагиндики әлчиханисиға атәш топи билән һуҗум қилған؛ вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш әһвали көрүлмигән болсиму, әлчихана бинаси зийанкәшликкә учриғаниди.

вәқә үстидә тәкшүрүш елип барған копенһаген шәһәрлик сот мәһкимиси 20 – февралда һөкүмнамә елан қилип, гумандарларниң үчигә 1 йил 9 айлиқ, бир гумандарға болса бир йил 6 айлиқ қамақ җазаси бәргән вә гумандарларниң қамақ җазалири иҗра қилинип болғандин кейин данийә чеграсидин қоғлап чиқирилишиға қарар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر