трамп: америка армийәсини дунйа тарихиниң әң күчлүк армийәсигә айландурдуқ

американиң йеңи армийә баш иштаб башлиқлиқиға генерал марк миллей тәйинләнди

1279249
трамп: америка армийәсини дунйа тарихиниң әң күчлүк армийәсигә айландурдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийә баш иштаб башлиқи генерал җосеф дунфорд виргина иштатидики ортақ майер һендерсон һәрбий базисида өткүзүлгән һәрбий мурасимда, баш иштаб башлиқлиқи вәзиписини қоруғлуқ армийә қомандани генерал марк миллейгә тапшуруп бәрди.

америка пирезиденти доналд трамп мурасимдики сөзидә, америка армийәсини дунйа тарихиниң әң күчлүк армийәсигә айландуруғанлиқини билдүрүп, генерал дунфордниң пикирлириниңму бу утуқта үнүмлүк рол ойниғанлиқини ейтти.

доналд трамп дунфордниң 2015йилида баш иштаб башлиқлиқи намзати һәққидә пикирләшкән биринчи кишиләрдин бирси икәнликини әскәртти. 

мурасимға америка муавин пирезиденти майк пенс, ташқи ишлар министири майк помпео вә дөләт мудапиә министири марк есперму иштирак қилди.

доналд трамп алдинқи йили декабир ейида марк миллейни намзат көрсәткәнликини тивиттер һесабидин елан қилған иди.

американиң 20армийә баш қоманданлиқ иштаби башлиқ болған миллей америка армийәсидә йеқимлиқ кишиликидин башқа йәнә, тоқунуш болуватқан җайларда айалларниңму вәзипә өтишини қоллап - қуввәтлигәнлики билән тонилиду.

марк миллей афғанистандики қисимлиридин айрилғандин кейин, талибан тәрипидин назарәткә елинған вә американиң әсир алмаштуруш келишими арқилиқ қойуп берилгән һәрбий офетсир бов бергдаһлниң делосини тәкшүрүшкиму тәйинләнгән иди. 

америка палатаси ийул ейидики аваз бериштә 1 рәт авазға қарши 89 қоллаш авази билән генерал марк миллейниң америка армийә баш иштаб башлиқи болушини тәстиқлиған иди.

марк миллей 2015йилидин буйан қуруғлуқ армийә қомандани болуп вәзипә өтимәктә иди.

армийә баш иштаб башлиқи җосеф дунфорд 2015йили сабиқ америка пирезиденти барак обама тәрипидин тәйинләнгән вә вәзипә өтәш муддити доналд трамп дәвридә йәнә икки йиллиқ узартилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر